түркийә билән америка һамид карзай айродуруми тоғрисидики сөһбәтни давамлаштуриду

түркийә вә америка һәйәтлири афғанистандики хәлқара һамид карзай айродурумиға мунасивәтлик сөһбәтни давамлаштуруш һәққидә бирдәклик һасил қилди.

1665026
түркийә билән америка һамид карзай айродуруми тоғрисидики сөһбәтни давамлаштуриду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқиниң америка вәкилләр өмики билән министирлиқта өткүзүлгән учришишидин кейин елан қилинған байанатида : «(афғанистандики чәт дөләтләрниң афғанистанни) қәтий қоллаш қисимлириниң чекинишидин кейин, һамид карзай хәлқара айродуруминиң башқурулушиға мунасивәтлик һәмкарлиқ саһәлири музакирә қилинди. тәрәпләр сөһбәтни давамлаштурушқа қошулди» дегән ибариләргә орун берилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر