чанаққәләдә нурғун чәт әллик көчмән қутқузувелинди

чанаққәләниң әзинә наһийәси деңиз тәвәликидә деңиз қирғиқи мудапиәси көчмә радари арқилиқ орни ениқланған 27 чәт әл пуқраси қуруқлуққа чиқирилди.

1665153
чанаққәләдә нурғун чәт әллик көчмән қутқузувелинди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити деңиз қирғиқи мудапиәси қоманданлиқиниң интернет сәһиписидики учурларға қариғанда, райондики көчмә радар әзинә наһийәси деңиз тәвәликидә бир йәлкәнлик кеминиң илгириләватқанлиқини ениқлиған, буниңға асасән, деңиз қирғиқи мудапиәси хадимлири дәрһал һәрикәткә өтүп, кемидики 27 чәт әллик билән уларниң қанунсиз һалда чәт әлгә чиқиш ишлирини орунлаштурғанлиқи дәлилләнгән икки гумандарни қуруқлуққа елип чиққан.

мәзкур чәт әлликләр рәсмийәтләр биҗирилгәндин кейин айваҗик наһийәлик чәт әлликләрни қайтуруветиш мәркизи әмәлдарлириға өткүзүп берилгән.

игилиншиичә, вәқәгә четишлиқ икки гумандарни тәкшүрүш хизмәтлири давамлашмақта икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر