түркийә һондурасниң қуддус қарариға наразилиқ билдүрди

түркийә һондурасниң тел авив әлчиханисини қуддусқа йөткишиниң хәлқара қанунниң дәпсәндә қилиниши болидиғанлиқини билдүрди.

1664420
түркийә һондурасниң қуддус қарариға наразилиқ билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқи тәрипидин бу һәқтә елан қилинған байанатта, мундақ дейилди: «һондурас бу қәдими арқилиқ қуддусниң салаһийити мәсилисидә бирләшкән дөләтләр тәшкилатиниң қарарлириниму өз ичигә алған хәлқара қанунни дәпсәндә қилди, икки дөләтлик һәл қилиши чариси тепиш истиратегийәси вә райондики тинчлиқ үмидлиригә зийан йәткүзди. һондурасниң тел авивдики әлчиханисини қуддусқа йөткиши вә әлчиханини хизмәткә кириштүрүши мәнисиз иш болуп, бу қарарни әйибләймиз.»

латин америка дөлити һондурас, тел авивдики әлчиханисини қуддусқа йөткигән, әлчихана бинасиниң ечилишини түнүгүн һондурас пирезиденти гүән орландо һернандез ишқа ашурғаниди.

бу арқилиқ һондурас, америка қошма иштатлири, гватемала вә косоводин  кейин әлчиханисини қуддусқа йөткигән 4 – дөләт болди.

америка қошма иштатлириниң сабиқ пирезиденти доналд трамп, 2017 – йили, 6 – декабир күни, қуддусни «исраилийәниң пайтәхти» сүпитидә етирап қилған, дөлитиниң тел авивдики әлчиханиси, 2018 – йили, 14 – май күни өткүзүлгән рәсмий мурасим арқилиқ ечилғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر