турковакниң вирусниң әнглийә варийантиғиму тәсир көрситидиғанлиқи ениқланди

түркийәдә тәрәққий қилдурулған йәрлик ваксина «турковак»ниң вирусниң әнглийә варийанти дәп атиливатқан ғиму тақабил туралайдиғанлиқи ениқланди.

1664545
турковакниң вирусниң әнглийә варийантиғиму тәсир көрситидиғанлиқи ениқланди

түркийә авази радийоси хәвири: турковакниң һайванлар үстидики синақлириниң ғәлибилик ахирлашқанлиқи  билдүрүлди.

йеқинда үчинчи басқучлуқ синақлирини башлиған йәрлик ваксина — турковакқа алақидар хуш хәвәрни қәйсәри әрҗийәс университети модири пирофессор доктор мустафа чалиш җамаәтчилик билән ортақлашти.

турковакниң вирусниң әнглийә варийантини чөридигән һалда чашқанлар үстидә синақ қилинғанлиқини билдүргән чалиш: «ваксинимиз — турковакни чашқанлар үстидә синақ қилип, униң әнглийә варийантиға қарши үнүминиң интайин йуқири икәнликини көрдуқ. буниң хуш хәвирини ортақлашқум кәлди» деди.

у, турковакниң вирусниң башқа варийантлириға қарши үнүми тоғрисида тохтилип, омумий пән – тәтқиқатчиларниң пассип ваксиниларниң нурғун варийантларға қарши үнүми болидиғанлиқини оттуриға қойған һалда: «турковакниң балдуррақ һәм дөлитимиз, һәм дунйада әмлинидиған һаләткә кәлгәнликини көрүшни халаймиз. буни тақәтсизлик билән күтмәктимиз» дегәнләрни қәйт қилди.

турковакниң үчинчи басқучлуқ синақ хизмәтлири давамлашмақта.

бу басқуч ғәлибилик ахирлашқан тәқдирдә, җиддий ишлитиш иҗазити билән милйонларчә киши шипа болиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر