түркийә шималий қибрис түрк җумһурийитигә от өчүрүш тик учарлири орунлаштурди

түркийә йеза игилик вә орманчилиқ ишлири баш идариси шималий қибрис түрк җумһурийитигә от өчүрүш тик учарлири орунлаштурди.

1663865
түркийә шималий қибрис түрк җумһурийитигә от өчүрүш тик учарлири орунлаштурди

түркийә авази радийоси хәвири: шималий қибрис түрк җумһурийитиниң пайтәхти ләфкошадики  санаәт районидики орманчилиқ идариси җайлашқан саһәгә орунлаштурулған от өчүрүш тик учарлири, шималий қибрис түрк җумһурийити йеза игилик вә тәбиий байлиқлири министири назим чавушоғлуға тапшуруп берилди.

назим чавушоғлу, түркийә йеза игилик вә орманчилиқ ишлири баш идариси шималий қибрис түрк җумһурийитигә орунлаштурған от өчүрүш тик учарлириниң, 2010 – йилдин буйан орман от апәтлиригә қарши күрәш даирисидә имзаланған келишим лайиһәсиниң бир паричиси икәнликини ейтти.

от апәтлиригә техиму балдур мудахилә қилиш җәһәттин от өчүрүш тик учарлириниң шималий қибрис түрк җумһурийитигә орунлаштурулушиниң наһайити зор әһмийәткә игә икәнликини әскәрткән назим чавушоғлу, шималий қибрис түрк җумһурийитиниң бундақ тик учар айропиланларни сетивелишқа күчи йәтмәйдиғанлиқини, йаки дөләттә қоғдилип, орунлаштурулушиға уйғун әмәсликини, шуңа, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанни өз ичигә алған түркийә даирилириниң қизғин қоллиши һәм йардими астида от өчүрүш тик учарлириниң шималий қибрис түрк җумһурийитигә орунлаштурулғанлиқини қәйт қилди.

от өчүрүш тик учарлириниң шималий қибрис түрк җумһурийитигә орунлаштурулушиға һәссә қошқан җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған вә хизмәт гурупписиға миннәтдарлиқ билдүргән назим чавушоғлу, от өчүрүш тик учарлириниң учқучилири вә техник хадимлардинму учур игилиди.

игилинишичә, камов 32 қош ана моторлуқ вә  12 миң 700 килогирам еғирлиқтики от өчүрүш тик учарлири, 3.5 тонна су пүркүш иқтидариға игә икән.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر