түркийәдә 18 йашқа киргәнләрни әмләш башлиниду

түркийә сәһийә министири фаһрәттин коҗа вухән вируси (Kovid-19) билим кеңиши йиғинидин кейин байанат елан қилип, җүмә (2021-йили 25-ийул) күнидин башлап 18 йашқа киргән һәммә кишиниң ваксина әмлитәләйдиғанлиқини билдүрди.

1663578
түркийәдә 18 йашқа киргәнләрни әмләш башлиниду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә сәһийә министири фаһрәттин коҗа вухән вируси (Kovid-19) билим кеңиши йиғинидин кейин байанат елан қилип, җүмә (2021-йили 25-ийул) күнидин башлап 18 йашқа киргән һәммә кишиниң ваксина әмлитәләйдиғанлиқини билдүрди.

у делта варийатнти үстидә тохтилип: «делта плас варийантини дөлитимиздә байқимидуқ. делта варийантиға мунасивәтлик 134 вәқә байқалди. җәмий 16 вилайитимиздә көрүлди. әң көпи истанбулда байқалди» деди.

у икки қетимлиқ ваксинаниң делта варийантиға үнүмлүк тәсир көрситидиғанлиқини, кейинки күнләрдә икки қетимлиқ ваксина оттурисидики алтә һәптилик вақитни төт һәптигә қисқартишлири мумкинликини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر