бәзи дөләтләрниң баш әлчилири әрдоғанға садақәт мәктуплирини сунди

руанда, гамбийә вә нигерийә баш әлчилири җумһур рәис әрдоғанға садақәт мәктуплирини сунди...

1663537
бәзи дөләтләрниң баш әлчилири әрдоғанға садақәт мәктуплирини сунди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған руанданиң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиси фиделис нтампака миронко, гамбийәниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиси сериң моду нҗие вә нигерийәниң әнқәрәдә турушлуқ баш әлчиси исмаил йусуф аббани қобул қилди.

пайтәхт әнқәрәдики җумһур рәислик мәһкимисидә ишқа ашурулған қобул қилиш паалийитидә, баш әлчиләр җумһур рәис әрдоғанға садақәт мәктуплирини тапшурди.

баш әлчиләр һәмраһлиқида кәлгән рәпиқилири, пәрзәнтлири вә бир қисим әлчихана хадимлирини җумһур рәис әрдоғанға тонуштурғандин кейин бирликтә хатирә сүрәткә чүшти.


خەتكۈچ: #түркийә

مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر