б д т түркийә вәкили: тоқунушларла болидикән, мусапирлар мәсилиси мәвҗут болушни давамлаштуриду

бирләшкән дөләтләр тәшкилати (б д т) мусапирлар алий комиссарлиқи түркийә вәкили филиппе леклерк, тоқунушлар давамлишидиғанла болса, мусапирларму мәвҗут болушни давамлаштуридиғанлиқини ейтти.

1663394
б д т түркийә вәкили: тоқунушларла болидикән, мусапирлар мәсилиси мәвҗут болушни давамлаштуриду

түркийә авази радийоси хәвири: филиппе леклерк «20 – ийун дунйа мусапирлар күни» мунасивити билән анадолу агентлиқиниң соаллириға җаваб бәрди.

өткән йилиниң дунйа миқйасида мәҗбурий йурт – маканлиридин мәһрум қилиш әһвали үзлүксиз давамлашқан тоққузинчи йил болғанлиқини билдүргән леклерк: «б д т мусапирлар алий комиссарлиқиниң әң йеңи йиллиқ дунйа вәзийити доклатиға асасланғанда, ковид – 19 йуқумиға қаримай, 2020 – йили урушлар, зоваранлиқ вәқәлири, зулум вә кишилик һоқуқ дәпсәндичиликлиридин қачқанлар сани 82 милйон 400 миңға йәтти» деди.

у, 18 йаштин төвән қиз – оғулларниң мәҗбурий йурт – маканлиридин мәһрум қилинғанлар омумий нисбитиниң %42 ини тәшкил қилидиғанлиқиға ишарәт қилип өтти.

леклерк, дөләтлирини ташлап башқа йәрләргә кетишкә мәҗбур болуп қалғанларниң үчтин иккисидин көпрәкиниң пәқәт сүрийә, венезуела, афғанистан, җәнубий судан вә бирмалиқлар икәнликини қәйт қилди.

у, түркийәниң тәхминән 3 милйон 700 миңи сүрийәлик болуп, җәмий 4 милйон мусапирға арқа – арқидин йәттә йилдин буйан саһибханлиқ қиливатқанлиқини тәкитләп: «тоқунушлар давамлишидиғанла болса, мусапирларму мәвҗут болушни давамлаштуриду. мусапирлиқ мәсилисиниң һәл болуши сийасий чариләрни тепип чиқишни тәқәзза қилиду.» деди.

түрк хәлқи вә рәһбәрлириниң мәртлики вә меһмандостлуқидин миннәтдар икәнликини билдүргән леклерк, мусапирларни қоғдаш, сақлиниватқан мәсилилирини һәл қилиш вә йардәм бериш қатарлиқ барлиқ саһәләрдики һәмкарлиқ вә сөһбәт мәсилисидә түркийә вә униң мунасивәтлик органлириға һәмдәм болидиғанлиқи тоғрисидики вәдисини тәкрарлап: «мусапирлар киризисиға мудахилә қилиш вә мусапирларға йардәм бериш дунйави, шундақла ортақ мәсулийәт. йурт – маканидин мәһрум қилиниш мушәққитини йеңиш бирла дөләтниң мәсулийити болмаслиқи лазим» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر