әрдоған: хәлқаралиқ селинма истиратегийәси йеңи йол хәритиси болиду

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған хәлқаралиқ биваситә селинма истиратегийәсиниң йеңи йол хәритиси болидиғанлиқини ейтти.

1662615
әрдоған: хәлқаралиқ селинма истиратегийәси йеңи йол хәритиси болиду

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған, җумһур рәислик мәһкимиси селинма ишханиси тәрипидин елан қилинған «түркийәниң 2021 – 2023 – йиллиқ хәлқаралиқ биваситә селинма истиратегийәси» дин орун алған анализида, түркийәниң кәң даирилик ишләпчиқириш имканийәтлири, лайақәтлик әмгәк күчи, истиратегийәлик орни, заманиви әшйа обороти ул әслиһәлири вә һәр бир еһтийаҗни қандуралайдиған риғбәтләндүрүш пилан лайиһәлири билән хәлқаралиқ биваситә мәбләғ салғучиларни җәлп қилиш мәркизи болғанлиқини қәйт қилди.

 түркийәниң 4 саәтлик учуш мусаписи билән 1.3 милйардлиқ нопусқа вә 26 тирилйон долларлиқ ғайәт зор базарға еришиш имканийити сунуватқанлиқини ейтқан җумһур рәис әрдоған, түркийәниң бу сода әвзәлликидин башқа, енергийә мәнбәлириниң шәрқ – ғәрб линийәсидә, йавропа дөләтлиригә тошуштики әң ишәнчлик өтүш еғизлиридин бири икәнликини әскәртиш билән бир вақитта, түркийәниң иқтисадий җәһәттин учқандәк тәрәққий қилишиниң, йеқинқи 19 йил ичидә сетивелиш күчини ашурған оттура синипниң оттуриға чиқишини ишқа ашурғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «һәр бириниң нопуси 1 милйондин ашидиған 24 дин артуқ шәһиримиз, елимизниң ички базириниң гүллинишидә түрткилик рол ойнимақта. оттуричә йаш нисбити 32.7  болған йаш вә динамикилиқ нопусимиз билән, дөләт һалқиған ширкәтләрни күнсери ешиватқан йәрлик еһтийаҗ ул әслиһәлири билән тәминлимәктимиз. йавропа иттипақиға әза дөләтләр билән селиштурғанда, әң йаш нопусқа игә бир дөләт болған түркийә, талантлиқ инженерлириниң сани җәһәттиму дунйа бойичә алдинқи орунда турмақта. түркийәниң хәлқаралиқ биваситә мәбләғ селиш истиратегийәси, иқтисадий саһәмиз еһтийаҗлиқ болуватқан қиммәтлик хәлқаралиқ биваситә мәбләғләрниң дөлитимизгә селинишини ишқа ашуруш җәһәттин бир йол хәритиси алаһидиликигә игә болиду.»

у йәнә, түркийәниң 2003 – йилдин буйан тәхминән 225 милйард долларлиқ хәлқаралиқ биваситә селинмини җәлп қилишта мувәппәқийәт қазанғанлиқиниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر