түркийә шималий қибрис түрк җумһурийитигә синовак ваксиниси йоллашни давамлаштурмақта

түркийә, вухән вируси (ковид – 19) ға тақабил туруш хизмәтлири даирисидә шималий қибрис түрк җумһурийитигә йәнә 50 миң қута синовак ваксиниси йоллиди.

1662405
түркийә шималий қибрис түрк җумһурийитигә синовак ваксиниси йоллашни давамлаштурмақта

түркийә авази радийоси хәвири: шималий қибрис түрк җумһурийити сәһийә министирлиқи йазма байанат елан қилип, ваксинилар қачиланған түркийә җумһурийити сәһийә министирлиқиниң җиддий қутқузуш айропиланиниң түнүгүн кәчтә әрҗан айродурумиға қонғанлиқини уқтурди.

ваксинилар шималий қибрис түрк җумһурийити сәһийә министирлиқи әмәлдарлириға тапшуруп берилди.

бу қетимқи ваксиниларни қошқанда түркийәниң шималий қибрис түрк җумһурийитигә йоллиған җәмий ваксиниси 290 миң қутиға йәтти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر