түркийәдә бүгүн вирус сәвәбидин 51 киши қаза қилди

түркийәдә йеқинқи 24 саәт ичидә ковид -19 сәвәбидин қаза қилғанларниң сани 51 кишиигә йәтти.

1661281
түркийәдә бүгүн вирус сәвәбидин 51 киши қаза қилди

 түркийә авази радийоси хәвири: түркийәдә йуқум башланғандин буйан қаза қилғанларниң омумий сани 49 миң 122 кишигә йәтти.

йеқинқи 24 саәт ичидә 215 миң 496 киши тәкшүрүлди вә булардин 494 кишидә вирус байқалди. күндилик йеник йуқумлиниш аламити көрүлгәнләрниң сани 5480 гә йәтти.

сақийип дохтурханидин чиққан 4195 кишини қошқанда, әслигә кәлгәнләрниң омумий сани 5 милйон 228 миң 419 кишигә йәтти.

бу арилиқта сәһийә министири фахрәттин коҗа тивиттер һесабида елан қилған байанатида, ваксина әмләш йаш чәклимисиниң 30 йашқа чүшүрүлгәнликини тәкитләп, 30 йаштин йуқири кишиләрниң әтидин етибарән ваксина әмләнсә болидиғанлиқини уқтурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر