«йешил категорийә» дә тутуш буйруқи чиқирилған террорчи тәслим болди

«тутуш буйруқи чиқирилғанлар террорчилар тизимлики» дә «йешил категорийә» дин орун алған бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/к җ к мәнсуби, қайил қилиш паалийәтлири нәтиҗисидә тәслим болди.

1660564
«йешил категорийә» дә тутуш буйруқи чиқирилған террорчи тәслим болди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ички ишлар ишлар министирлиқи тәрипидин елан қилинған байанатта, министирлиқниң рәһбәрликидә елип бериливатқан қайил қилиш паалийәтлири нәтиҗисидә, бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/к җ к дин қачқан «әрдал уғур» тәхәллуслуқ өзгүр абиқниң, мардинда дөләт хәвпсизлик күчлиригә тәслим болғанлиқи билдүрүлди.

байанатта, 2009 – йили бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к/к җ к ниң сепигә қетилған, ирақ вә сүрийәдә паалийәт елип барған мәзкур террорчиниң, ахирида гап рина саһәсидә мәсул сәвийәсидә паалийәт елип барғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر