әрдоған: дунйадикиләрниң тәқдирини б д т хәвпсизлик кеңишигә ташлап қойғили болмайду

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған б д т хәвпсизлик кеңишини асас қилған хәлқара түзүмниң үстигә қурулған асаслиқ қурулмилар, мәсилисини һәл қилишниң әмәс, мәсилиниң бир парчиси болуватқанлиқини билдүрди.

1660808
әрдоған: дунйадикиләрниң тәқдирини б д т хәвпсизлик кеңишигә ташлап қойғили болмайду

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған хәлқара җәмийәтниң вухән вируси (Kovid-19) ниң вәйран қилиш характерлик тәсирлиригә тақабил турушта оңушлуқ болалмиғанлиқини әскәртип: «б д т хәвпсизлик кеңиши тарихтики әң чоң сәһийә киризисини аридин 100 күн өткәндә андин күттүртипигә қойалиди. ваба мәзгилидә өткүзүлгән хаталарниң қайта йүз бәрмәслики үчүн ваксина милләтчиликигә пурсәт берилмәслики интайин муһим» деди.

у анталйа дипломатийә мунбиридә, түркийәниң вухән вируси мәзгилидә 158 дөләткә вә 12 хәлқаралиқ тәшкилатқа сәһийә буйумлири әвткәнликини билдүрүп: «йил ахиридин бурун ахирлаштурушни пилан қилған ваксина тәтқиқатлиримизни инсанни вә дунйавийлиқни мәркәз қилған һалда давамлаштуримиз. йәрлик ваксинамизни иншааллаһ пүткүл инсанийәт билән ортақлишимиз» деди.

у йәнә мундақ деди:

«б д т хәвпсизлик кеңишини асас қилған хәлқара түзүмниң үстигә қурулған асаслиқ қурулмилар, мәсилисини һәл қилишниң әмәс, мәсилиниң бир парчиси болмақта. бу органлар билән 21-әсирдики сәпиримизни давамлаштуралмаймиз. тәхминән 8 милйард кишиниң тәқдирини б д т хәвпсизлик кеңишиниң бәш даимий әзасиниң инсабиға ташлап қойғили болмайду. 190 дөләткә муәййән муддәткичә үстәлдә олтуруш һоқуқи тониған, бирақ өз тәқдиригә мунасивәтлик сөз қилиш һоқуқи бәрмигән түзүм адаләт әкиләлмәйду. адаләт болмиған җайда, ихтилап вә зораванлиқ кәм болмайду. һәқ-адаләтни қоғдашни давамлаштуримиз.»

у террорлуққа қарши турушта, сүрийәдә һәрикәт қиливатқан п к к,й п г вә даешқа охшаш террорлуқ тәшкилатлирини йоқитиш үчүн мәйданда өзиниң мәвҗутлуқини көрсәткән тунҗи дөләтниң түркийә икәнликини әскәртип: «даешниң 4 миң 500 әзасини бир тәрәп қилдуқ. бүгүнгичә 430 миң сүрийәликниң йурт-маканлириға қайтишиға капаләтлик қилдуқ. уларни чедирлардин қутқузуватимиз. ‹бирикәт өй› гә охшаш лайһиләр билән уларни қоллаватимиз.

дөлитимиздә пуқраларни өлтүргән қатилларға сийасий салаһийәт берилип, йилларчә пайдилинилди. җәнубий чеграмиз бойичә террорлуқ дөлити қурушқа урунулди. сүрийәдә тинчлиқ вә муқимлиқни капаләткә игә қилиш түркийәниңла әмәс, бәлки һәммимизниң мәсулийитидур» деди.

у шәрқий ақдеңиз тоғрисидиму тохталди вә мундақ деди:

«шәрқий ақдеңиздики енергийә мәнбәлиридә қаршилишишниң орниға, өзара һәмкарлишишниң вәсилисигә айландуруш бизниң қолимизда. алдимиздики мәзгилдә компасниң бир путини түркийәгә муқимлаштуруп, башқилири билән африқадин латин америкағичә вә тинч окйандин асийағичә болған барлиқ җуғрапийәләрдә һәмкарлиқларни ашурушни үмид қилимиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر