ваксина әмләштә бир йерим милйон рекорти бузуп ташланди

түркийәдә «ковид – 19» йуқумиға қарши күрәш даирисидә бир күн ичидә 1йерим милйон қута ваксина әмләш рекорти бузуп ташланди.

1660356
ваксина әмләштә бир йерим милйон рекорти бузуп ташланди

түркийә авази радийоси хәвири: алдинқи күни, 24 саәт ичидә бир йерим милйон қута ваксина әмләш хизмитиниң тамамлинишиға 2 саәт 17 минут қалғанда, сәһийә министири фаһрәттин коҗа, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилған байанатида, төвәндикидәк мәлумат бәрди:

алдинқи күни саәт 21.43 тә бир күн ичидә 1йерим милйон қута ваксина әмләнди. ваксина әмләш қошунимиз, 2 саәт 17 минут ичидә йәнә 82 миң 232 қута  ваксина әмләш хизмитини тамамлиди. шуниң билән, йеқинқи 24 саәт ичидә 1 милйон 582 миң 232 қута ваксина әмләнгән болди. саәт 24 етибари билән, йеңи күн үчүн паалийәт башланди. хатирҗәм ухлаңлар. йахши чүш көрүңлар!



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر