түркийәваксина ишлирида қибрисни унтуп қалмиди

түркийә шималий қибрис түрк җумһурийитигә 26 миң данә вухән вируси (Kovid-19) ваксинаси әвәтти.

1660384
түркийәваксина ишлирида қибрисни унтуп қалмиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә шималий қибрис түрк җумһурийитигә 26 миң данә вухән вируси (Kovid-19) ваксинаси әвәтти.

түнүгүн (2021-йили 18-ийун) кәчтә түркийә сәһийә министирлиқиниң айропиланида шималий қибрис түрк җумһурийитигә елип берилған ваксиналар әрҗан айродурумида, мунасивәтлик мәсулларға тапшурулди.

буниң билән, түркийәниң шималий қибрис түрк җумһурийитигәәвәткән ваксина сани 216 миңға йәтти. ийул ейиниң ахириғичә йәнә 300 миң данә әвәтиш пилан қилинмақта.

шималий қибрис түрк җумһурийити сәһийә министири үнал үстәл «байрақ радийо-телевизийәси» ниң зийаритини қобул қилғанда әнқәрә зийарити үстидә тохтилип, ийул ейиниң ахириғичә түркийәдин ваксиналарниң һәр һәптә бекитилгән сан бойичә шималий қибрис түрк җумһурийитигә әвәтилидиғанлиқини вә ваксина әмләш сәпәрвәрликиниң башлинидиғанлиқини билдүргән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر