түркийә һава йоллири ширкити «йемәк - ичмәк икрам қилиш» мулазимитини башлайду

түркийә һава йоллири ширкити бүгүндин етибарән барлиқ ташқи линийә айропилан сәпәрлиридә йемәк - ичмәк икрам қилиш мулазимитиниң қайта башлинидиғанлиқини уқтурди.

1660628
түркийә һава йоллири ширкити «йемәк - ичмәк икрам қилиш» мулазимитини башлайду

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә һава йоллири ширкити, дунйа миқйасида ваксина әмләш нисбитиниң көпийишкә башлиши вә һәрқайси лләрдә күндилик һайатниң нормаллишишқа башлишидин кейин,  «ковид – 19» йуқуми сәвәбидин тохтатқан ташқи линийә айропилан сәпәрлиридики йемәк - ичмәк икрам қилиш мулазимитини йеңидин башлаш тоғрулуқ қарар чиқарди.

түркийә һава йоллири ширкитиниң баш директори билал әкши, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилған байанатида, бүгүндин етибарән барлиқ ташқи линийә айропилан сәпәрлиридә йемәк - ичмәк икрам қилиш мулазимитини башлайдиғанлиқлирини уқтурди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر