түркийә дунйада әң көп мусапирға саһибханлиқ қилған дөләт

б д т мусапирлар комиссарийатиниң бу йиллиқ(2021)йәр шари йүзлиниш доклатиға асасланғанда,дунйада зораванлиқ вә зулум сәвәбидин йуртидин айрилғанлар сани10йилда рекорт сәвийәдә ашқан болуп,2020-йили82 милйон400миңдин артуқ киши йуртлиридин айрилған.

1660760
түркийә дунйада әң көп мусапирға саһибханлиқ қилған дөләт

түркийә авази радийоси хәвири: өткән йили (2020) вухән вируси (Kovid-19) йуқуми сәвәбидин йолға қойулған сайаһәт чәклимилиригә қаримай, тәхминән 3 милйон киши йурт-маканлиридин айрилишқа мәҗбур болған.

өз дөләтлиридин айрилғанларниң бешида сүрийәликләр бар болуп, венезуелалиқлар, афғанистанлиқлар, җәнубий суданлиқлар вә аракан мусулманлириму орун алған.

йурт-маканлиридин айрилғанларниң %42 ни 18 йаштин төвән балилар тәшкил қилған болса, 2020-2018-йиллири арисида тәхминән 1 милйон бала мусапир һаләттә дунйаға кәлгән.

б д т мәлуматлирида көрситилишичә, түркийә әң көп мусапир қобул қилған дөләтләрниң бири болған. түркийә 3 милйон 700 миң мусапирға саһибханлиқ қиливатқан болуп, йеқинқи йәттә йилдин буйан дунйада әң көп мусапир панаһлиниватқан дөләткә айланған. түркийәдин қалса, коломбийәдә 1.7 милйон, пакистанда 1.4 милйон, угандада 1.4 милйон вә германийәдә 1.2 милйон мусапир панаһланмақта икән.

доклатта, вухәнвируси чәклимилириниң әмәлдин қалдурулуши билән дунйада тоқунушларниң көпийидиғанлиқи әскәртилди вә килимат өзгиришиниң бу әһвални техиму йаманлаштуридиғанлиқи қәйт қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر