«хәлқара анадолу бүркүти маневири» тәййарлиқ хизмити тамамланди

түркийә дөләт мудапиә министирлиқи «хәлқара анадолу бүркүти – 2021 һәрбий маневири» ға қатнишидиған дөләтләрниң һава армийәси хадимлири вә айропиланлириниң конйа келиш хизмитиниң тамамлиғанлиқини уқтурди.

1660689
«хәлқара анадолу бүркүти маневири» тәййарлиқ хизмити тамамланди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләт мудапиә министирлиқиниң, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилинған байанатида, «хәлқара анадолу бүркүти – 2021 һәрбий маневири (AE-21)» ниң, 21 – ийундин 2 – ийулғичә конйадики 3-асаслиқ һава армийәси қоманданлиқ иштабида өткүзүлидиғанлиқи, һәрбий маневирға қатнишидиған дөләтләр вә һава армийәлири хадимлири вә айропиланлириниң конйа келиш хизмитиниң тамамланғанлиқи билдүрүлди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر