чавушоғлу борел билән көрүшти

ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу йавропа иттипақи ташқи мунасивәтләр вә бихәтәрлик ишлири сийасити алий вәкили җосеп борел билән бир йәргә җәм болди.

1660620
чавушоғлу борел билән көрүшти

түркийә авази радийоси хәвири: дөлитимиз ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилған байанатида, анталйада чақирилған шәрқий җәнубий йавропа дөләтлири һәмкарлиқ мусаписи башлиқлар йиғини вә анталйа дипломатийә мунбири йиғиниға қатнишиватқан йавропа иттипақи ташқи мунасивәтләр вә бихәтәрлик ишлири сийасити алий вәкили җосеп борел билән бир йәргә җәм болғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «учришишта, таможна бирликиниң бәлгилимилириниң йеңилиниши, көчмәнлик вә визисиз сайаһәт мәсилилирини өз ичигә алған түркийә – йавропа иттипақи оттурисидики күнтәртип маддилири һәққидә музакирә елип бардуқ.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر