әрдоған түркийәниң шәрқий җәнубий йавропа райониға әһмийәт бериватқанлиқини билдүрди

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған: «шәрқий җәнубий йавропа 2030 истратегийәлик келишими» ниң иқтисадни сиҗил ашуруш нишанимизға йетишимизгә йардәмчи болидиғанлиқиға ишинимән» деди.

1660168
әрдоған түркийәниң шәрқий җәнубий йавропа райониға әһмийәт бериватқанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған анталйада «шәрқий җәнубий йавропа дөләтлири һәмкарлиқ мусаписи алий рәһбәрләр йиғини» ни ахирлаштуруп, мухбирларни күтүвалди.

у йиғинда, түркийәниң районниң муқимлиқиға вә параванлиқиға әһмийәт бериватқанлиқини тәкитлигәнликлирини билдүрүп: «районниң қаниған йариси иқтисаслиқларниң көчүшини өз ичигә алған һалда әдлийә,йеза игилик сийасәтлири, маарип, тәбиий апәтләрниң алдини елиш қатарлиқ мәсилиләргә һәл қилиш чариси тепиш үстидә издәндуқ. дөләтләр оттурисидики охшимаслиқларниң һәмкарлиқларға сәлбий тәсир қилмаслиқи үчүн диққәт билән муамилә қилдуқ.

түркийәниң йавропа иттипақиға әза болуш мусапилирини тезләштүрүш, иттипаққа дунйа җәһәттин ейтқанда пайдилиқ. шәрқий җәнубий йавропа 2030 истратегийәлик келишиминиң, иқтисадни сиҗил ашуруш нишанимизға йетишимизгә йардәмчи болидиғанлиқиға ишинимән» деди.

у райондики сийасий мәсилиләрни һәл қилиш үчүн дийалогдин башқа йолниң йоқлуқини әскәртти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر