түркийәниң «F-16» уруш айропиланлири американиң «B-52» уруш айропиланлириға һәмраһ болди

америка қошма иштатлири йавропа қоманданлиқ иштаби (EUCOM) ниң тәлипигә асасән, түркийә һава армийәсигә аит «F-16» типлиқ уруш айропиланлири америка қошма иштатлириниң «B-52» типлиқ уруш айропиланлириға һәмраһ болди.

1659953
түркийәниң «F-16» уруш айропиланлири американиң «B-52» уруш айропиланлириға һәмраһ болди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә дөләт мудапиә министирлиқиниң аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилинған байанатида, америка қошма иштатлири йавропа қоманданлиқ иштабиниң тәлипигә асасән, түркийә һава армийәсигә аит «F-16» типлиқ уруш айропиланлириниң, америка қошма иштатлириниң «B-52» типлиқ уруш айропиланлириға һәмраһ болғанлиқи билдүрүлди.

байанатта йәнә, шуниң билән бир вақитта, түркийә һава армийәсиниң, «KC-135R» типлиқ һава бошлуқида май қачилаш айропилани арқилиқ  америка  айропиланлириға май қачилап бәргәнлики әскәртилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر