фирансийә түркийәни сайаһәт чәклимиси қойулған «қизил тизимликтики дөләтләр» қатаридин чиқарди

фирансийә түркийәни ковид-19 йуқуминиң алдини елиш үчүн сайаһәт чәклимиси қойулған «қизил тизимликтики дөләтләр» қатаридин чиқарғанлиқини елан қилди.

1659912
фирансийә түркийәни сайаһәт чәклимиси қойулған «қизил тизимликтики дөләтләр» қатаридин чиқарди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәниң парижда турушлуқ баш әлчиси әли онанәр тивиттер һесабида елан қилған байанатида, «фирансийә тармақлириға йоллиған) мәлуматлар нәтиҗисидә, фирансийәниң сайаһәт чәклимиси қойулған дөләтләр тизимликидә түркийәни қизил рәңдин апелсин рәңгә өзгәргәнликини ейтти.

онанәр: «барлиқ сайаһәт қилғучиларға сағлам вә гүзәл дәм елишини тиләймән» деди.

шундақ қилип түркийәдин фирансийәгә баридиған йолучилар үчүн мәҗбури 10 күнлүк карантина бикар қилинған болди.

фирансийә йуқум әһвалиға қарита дөләтләрни йешил, апелсин вә қизилдин ибарәт 3 айрим тизимликкә қойған болуп, йешил тизимликтики дөләтләрдә вирусниң актип тарқалмиғанлиқи вә ковид-19 варийантлириниң әндишә пәйда қилмайдиғанлиқи, апелсин тизимликидики дөләтләрдә, ковид -19 ниң актип һалда тарқалғанлиқи, әмма контроллуқ астиға елинғанлиқи вә қизил тизимликтики дөләтләрдә, вирусниң актип тарқиливатқанлиқи һәмдә вирус варийантлириниң кишини чөчүтидиған дәриҗидә икәнлики билдүрүлиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر