әрдоған билән әлийев «шуша байаннамәси» ни имзалиди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев икки дөләт оттурисида «шуша байаннамәси» ни имзалиди.

1658621
әрдоған билән әлийев «шуша байаннамәси» ни имзалиди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған аридин 28 йил өткәндин кейинö әрменийәниң ишғалийитидин азад қилинған тағлиқ қарабағниң символ шәһири шушада, әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев тәрипидин рәсмий мурасим арқилиқ қарши елинди.

шуша валий мәһкимисидики қарши елиш мурасимидин кейин, әлийев билән әрдоған айрим көрүшти.

көрүшүштин кейин, әрдоған билән әлийев икки дөләт оттурисида «шуша байаннамәси» ни имзалиди.

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған имза мурасимидин кейин өткүзүлгән қошма ахбарат елан қилиш йиғинида, «шуша байаннамәси» арқилиқ икки дөләт мунасивәтлириниң йеңи дәврдики йол хәритисини сизип чиққанлиқлирини әскәртиш билән бир вақитта, 44 күнлүк уруштин кейин тағлиқ қарабағниң өз игилириниң қолиға өткәнликини вә әрменийәниң ишғалийитидин азад қилинғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «әзәрбәйҗан хәлқиниң қарабағ зәпирини йәнә бир қетим тәбрикләймән.»

түркийә дөлити болуш сүпити билән мустәқиллиқ күришидикигә охшашла қайта қуруп чиқиш паалийәтлиридиму әзәрбәйҗанға һәр җәһәттин һәссә қошушни давамлаштуридиғанлиқлирини қәйт қилған җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, тағлиқ қарабағниң тәкрар бурунқи ават һалитигә вә өз кимликигә игә болидиғанлиқини, бир тәрәптин, вәйранчилиқниң орнини толдуруш хизмити давамлашса, йәнә бир тәрәптин, тағлиқ қарабағ вә әзәрбәйҗан территорийәлириниң қайта бундақ бир палакәткә дуч кәлмәслики үчүн керәклик тәдбирләрниң йолға қойулидиғанлиқини ейтти.

һәммини әзәрбәйҗанниң зәпирини қобул қилишқа чақирған җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, мундақ дәп көрсәтти: «әрменийәниң өзигә сунулған йахши нийәт вә һәмкарлиқ қолини тутуш пурситини чиң тутушини үмид қилимиз, 6 тәрәплик мунбәр (русийә, әзәрбәйҗан, әрменийә, гирузийә вә иран) билән бирликтә буниңдин кейин районниң тинчлиқ  ичидә биргә йашиғили болидиған бир районға айлинишини арзу қилимиз. биз қериндишим (әлийев) билән бирликтә һәр түрлүк пидакарлиқни көрситишкә тәййармиз.»

истиратегийәлик алий һәмкарлиқ кеңиши йиғинини алдимиздики айларда түркийәдә чақиридиғанлиқлирини ейтқан җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған, 1 – апрел күни ишқа кириштүрүлгән кимлик биләнла сайаһәт қилиш бәлгилимисиниң, өзара мунасивәтләрни қолайлаштуруп, икки дөләтни бир - биригә техиму йеқинлаштуридиғанлиқини қәйт қилди.

у йәнә, түркийә дөлити болуш сүпити билән наһайити узун тарихқа игә шушада әң қисқа вақит ичидә баш консулхана ечишни пиланлаватқанлиқлириниму сөзлиригә илавә қилди.

әзәрбәйҗан пирезиденти илһам әлийев болса, «шуша байаннамәси» ниң, кәлгүсидики икки дөләт оттурисидики һәмкарлиқниң капалити икәнликини әскәртиш билән бир вақитта, қарабағ уруши башланған күндин тартип һазирғичә җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң, әзәрбәйҗанни очуқ – ашкара һалда  қоллайдиғанлиқини пүткүл җаһанға җакарлиғанлиқини тәкитләп мундақ деди: «биз бу урушта түркийә хәлқиниң һәмкарлиқи вә йардимини көрдуқ,  түркийәниң бу йардәмлирини әсла унтумаймиз.»

у йәнә, түркийә билән әзәрбәйҗан оттурисида имзаланған «иттипақдашлиқ келишим лайиһәси» ниң, буниңдин 100 йил бурун имзаланған «қарс келишими» гә асаслинидиғанлиқиниму сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر