дөләт бихәтәрлик оргини даешниң аталмиш мәсулини түркийәгә кәлтүрди

түркийә дөләт бихәтәрлик оргини (MİT) террорлуқ тәшкилати даешниң аталмиш «түркийә вилайити мәсули» қасим гүләрни  сүрийәдә ишқа ашурған ахтуруш – тутуш һәрикити давамида қолға чүшүрүп түркийәгә кәлтүрди.

1658279
дөләт бихәтәрлик оргини даешниң аталмиш мәсулини түркийәгә кәлтүрди

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт хәвпсизлики ишлири мәнбәлириниң билдүрүшичә, түркийә дөләт бихәтәрлик оргини, «қизил рәңлик тутуш буйруқи чиқирилған террорчилар» категорийәсидин орун алған террорлуқ тәшкилати даешниң аталмиш «түркийә вилайити мәсули» әбу усамә әттүрки тәхәллуслуқ қасим гүләрниң, сүрийәдин түркийәгә қанунсиз йоллар билән өтүп, террорлуқ һуҗумлири елип беришни пиланлаватқанлиқидин хәвәр тапқандин кейин, дәрһал һәрикәткә өткән.

изиға чүшүлгән гүләр, сүрийәдә ишқа ашурулған ахтуруш - тутуш һәрикити давамида қолға чүшүрүлгәндин кейин, сорақ қилиниш үчүн түркийәгә кәлтүрүлгән.

гүләрниң қорал – йарағ вә партлатқучлар билән қанунсиз йоллар билән түркийәгә өтүшкә тәййарлиниватқанлиқи ениқлап чиқилған.

«қизил рәңлик тутуш буйруқи чиқирилған террорчилар» категорийәсидә изиға чүшүлүп тутулған тунҗи даеш мәнсуби икәнлики билдүрүлгән қасим гүләрдин көп санда даешқа аит һөҗҗәтләр вә мәхпий мәлуматларму қолға чүшүрүлгән.

гүләрниң 2008 – 2010 – йиллири афғанистан – пакистан райониға өтүп, тоқунуш саһәлиридә паалийәт елип барғанлиқи, 2014 – йили даешниң сепигә қетилғанлиқи ениқлап чиқилған.

даеш қармиқида йуқири дәриҗилик вәзипиләрни өтигән қасим гүләрниң, даешниң аталмиш русийә, йавропа вә түркийә малийә ишлири мәсули болғанлиқиму оттуриға чиққан.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر