фаһрәттин алтун натониң истратегийәлик уқуминиң өзгириши керәкликини билдүрди

җумһур рәислик мәһкимиси учур-алақә идарисиниң башлиқи фаһрәттин алтун йеқинқи 10 йилда өзгәргән районуқ хәвпсизлик динамиклиридин кейин, натониң истратегийәлик уқумини йеңилаш вақтиниң йетип кәлгәнликини билдүрди.

1657424
фаһрәттин алтун натониң истратегийәлик уқуминиң өзгириши керәкликини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик мәһкимиси учур-алақә идарисиниң башлиқи фаһрәттин алтун әлҗәзирә торида мақалә елан қилип, түркийәниң 1952-йили натоға әза болғандин буйан мустәһкәм нато иттипақдиши болғанлиқини әскәртти.

у түркийәниң ортақ хәвпсизлик үчүн қийинчилиқларға қарши күрәштә һәр даим алдинқи сәптин орун алғанлиқини тәкитләп, түркийәниң бихәтәрлики вә райондики тинчлиқ үчүн натониң ваз кәчкили болмайдиған тәшкилат икәнликини қәйт қилди.

у: «йеқинқи 10 йилда өзгәргән районлуқ хәвпсизлик динамиклиридин кейин, натониң истратегийәлик уқумини йеңилаш вақти йетип кәлди» деди.

у йеңи уқумниң вухән вируси (Kovid-19) дин башқа, йеқинқи йилларда тез сүрәттә өзгәргән районлуқ вә йәр шари динамиклири арисида дөләт мәнпәәтлирини иттипақниң мәнпәәтлири билән мурәссәләштүрүш еһтийаҗини қобул қилиши керәкликини әскәртип: «ашқун оңчи террорлуқ вә исламға қарши һуҗумларни өз ичигә алған һалда һәр түрлүк террорлуқ һәққидә охшаш позитсийә тутуш, буларға қарши күрәш қилиш үчүн бир истратегийә үстидә келишиш әң муһим алдин әһмийәт беридиған ишлардин бири болуши керәк» деди.

у түркийәниң иттипақниң коллектип хәвпсизликини қоғдаш үчүн үстигә чүшкән вәзиписини ада қилишни давам қилидиғанлиқини әскәртип: «җапа-мушәққәтләрни бөлүшүш, һәрбий хамчотлар вә натоға қошқан төһпиләр билән чәклинип қалмаслиқи керәк. охшаш вақитта йәнә, районимиздики көчмәнләр киризисини йиңишниму өз ичигә елиши керәк. 4 милйондин артуқ көчмәнгә саһибханлиқ қилған бир дөләт болуш сүпитимиз билән, иттипақдашлиримиздин бу тарихий синақта зиммисигә чүшкән вәзипилирини ада қилишини вә техиму иҗабийлиққа игә болушини үмид қилимиз» деди.

у террорлуқ вә районлуқ муқимсизлиқ тәһдитлиригә дуч кәлгән түркийәниң дөләт бихәтәрликини қоғдашта йетәрлик күчкә игә икәнликини, шундақла қәтий қарарға игә икәнликини тәкитләп, наһайити әпсуски иттипақдашлириниң түркийәниң бу күришигә өрнәк болғидәк қоллашни көрситәлмигәнликини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر