фаһрәттин алтун ливийәдә муһим сөһбәтләрдә болғанлиқини ейтти

җумһур рәислик учур- алақә идариси башлиқи фаһрәттин алтун ливийә зийарити җәрйанида ливийәниң иттипақлиқи, тинчлиқи вә хатирҗәмлики үчүн муһим сөһбәтләрдә болғанлиқини билдүрди.

1656875
фаһрәттин алтун ливийәдә муһим сөһбәтләрдә болғанлиқини ейтти

түркийә авази радийоси хәвири:җумһур рәислик учур- алақә идариси башлиқи фаһрәттин алтун тивиттер һесабидики йазмисида, ташқи ишлар министири мәвлут чавушоғлу башчилиқидики бир һәйәт билән бирликтә ливийәдики йеңи әһваллар үстидә муһим учришишларни елип барғанлиқини һәмдә ливийәниң бирлики, тинчлиқи вә хатирҗәмлики үчүн муһим сөһбәтләрдә болғанлиқини билдүрди.

ливийә дөләт алақә ишлири вә сийасий ишлар министири аммар әл-лафи биләнму көрүшкәнликини байан қилған фаһрәттин алтун: «биз униң билән ахбарат вә алақә саһәсидики һәмкарлиқимизни чоңқурлаштуруш үчүн наһайити үнүмлүк айрим учришиш елип бардуқ. җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанниң рәһбәрликидә түркийә өз районида үнүмлүк, ишәнчлик вә күчлүк актийор болуш сүпити билән мәвҗутлуқини давамлаштуриду шундақла районниң вә йәр шариниң тинч – аманлиқи үчүн давамлиқ һәссә қошиду» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر