қалин сулливан билән телефонлашти

җумһур рәислик мәһкимиси байанатчиси ибраһим қалин америка дөләт хәвпсизлик ишлири мәслиһәтчиси җейк сулливан билән телефонлашти.

1656637
қалин сулливан билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик мәһкимиси байанатчиси ибраһим қалин америка дөләт хәвпсизлик ишлири мәслиһәтчиси җейк сулливан билән телефонлишип, икки дөләт мунасивәтлири, афғанистан, сүрийә, ливийә, шәрқий ақдеңиз вә қибрисни чөридигән һалда районлуқ өзгиришләр тоғрисида сөзләшти.

телефон сөһбитидә, җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған билән америка пирезиденти җо байдинниң шималий атлантик окйан әһди тәшкилати – нато башлиқлар йиғини җәрйанида өткүзидиған учришишиниң тәпсилатлири вә музакирә қилинидиған мәсилиләр тоғрисида пикир алмаштурулди.

натониң узун өтмүшкә игә икки иттипақдиши болған түркийә билән америка қошма иштатлири оттурисидики мунасивәтләрниң иҗабий күнтәртипни бойлап алға илгирилитилиши вә диққәтни истратегийәлик һәмкарлиққа мәркәзләштүрүшниң зөрүрийити тәкитләнди.

түркийә – америка мунасивәтлиригә алақидар барлиқ мәсилиләрниң өзара мәнпәәт вә һөрмәт даирисидә музакирә қилиниши муһимлиқи тоғрисида бирдәклик һасил қилинди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر