түркийә пакистанға тәзийә билдүрди

түркийә пакистанниң синд өлкисидә йүз бәргән вә 30 дин артуқ киши һайатидин айрилған пойиз вәқәсигә тәзийә билдүрди.

1653158
түркийә пакистанға тәзийә билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң байанатида, «пакистанда синд өлкисиниң готки районида йүз бәргән пойиз вәқәсидә 30 дин артуқ кишиниң һайатидин айрилғанлиқи вә нурғун кишиниң йариланғанлиқидин чоңқур қайғуруш ичидә  хәвәр таптуқ» дейилди.

байанатта йәнә, «мәзкур паҗиәлик һадисидә һайатидин айрилғанларға аллаһниң рәһмәт, йариланғанларға балдуррақ шипалиқ теләш билән биргә дост пакистан һөкүмити вә қериндаш пакистан хәлқидин һал сораймиз» дейилди.

пакистанда бир йолучилар пойизиниң вагони аҗрап чиқип, қарши тәрәптин кәлгән башқа бир йолучилар пойизиға соқулуп кетиши сәвәбидин 38 киши һайатидин айрилған вә 64 киши йариланған иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر