түркийә мудапиә санаитидә чоң дөләтләр қатариға өтти

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған йеқинқи 19 йил ичидә мудапиә санаитидә қолға кәлтүрүлгән нәтиҗиләр билән, түркийәни чоң дөләтләр қатариға киргүзгәнликлирини ейтти.

1644900
түркийә мудапиә санаитидә чоң дөләтләр қатариға өтти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған пайтәхт әнқәрәдә рәсмий зийарәттә болуватқан полша пирезиденти андрийас себастийан дуда (Andrzej Sebastian Duda) имза қойуш мурасимиға қатнашқандин кейин, бирликтә ахбарат елан қилиш йиғини өткүзди.

рәҗәп таййип әрдоған полшаға експорт қилинидиған «TB2-байрақтар» қораллиқ учқучисиз һава аппарати тоғрисида тохтилип, йеқинқи 19 йил ичидә мудапиә санаитидә қолға кәлтүрүлгән нәтиҗиләр билән, түркийәни чоң дөләтләр қатариға киргүзгәнликлирини билдүрди.

у: «түркийә тарихида тунҗи қетим нато вә йавропа иттипақиға әза бир дөләткә учқучисиз һава аппарати експорт қилиду. учқучисиз һава аппаратида дунйадики әң йахши 4-3 дөләттин биригә айландуқ» деди.

у: «полшаниң натониң түркийәгә маслаштурулған ишәнч тәдбирлири рамкисида, инҗирлик базимизға деңиз қаравул айропилани вә һәрбий қисимларни әвәтишини мәмнунлуқ билән қарши алимиз» деди.

полша пирезиденти андрийас себастийан дуда: «сода һәмкарлиқлиримизниң бизни нишанимиз болған 10 милйард долларлиқ сода омумий соммисиға йәткүзидиғанлиқиға ишинимән. түркийә учқучилири һава тәвәликимизни қоғдиғанлиқи үчүн җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоғанға тәшәккүр ейттим. нато даирисидә, икки дөләткә келидиған ички вә ташқи тәһдитләрниң алдини алалайдиғанлиқимизға ишинимән. түркийә мәзкур районда бизниң әң сағлам иттипақдишимиз» деди.    



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر