ағар: террорчи софи нурәттинниң уҗуқтурулуши американиң райондики ойунини бузди

бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң сүрийә мәсули софи нурәттинниң уҗуқтурулушиға йеқинқи йилларниң әң һәл қилғуч зәрбә бериш һәрикәтлириниң бири дәп баһа берилмәктә.

1641475
ағар: террорчи софи нурәттинниң уҗуқтурулуши американиң райондики ойунини бузди

түркийә авази радийоси хәвири: террор вә хәвпсизлик мәсилилири мутәхәссиси абдуллаһ ағар, түркийәниң бу қәдиминиң америка қошма иштатлириниң райондики ойунини қандақ битчит қилип ташлиғанлиқини анализ қилди.

«софи нурәттин, америка қошма иштатлири <террорлуқ тәшкилати әмәс> дегән п й д – й п г ниң сүрийә мәсули иди» дегән ағар, «бирақ, түркийә бу һәрикәтни ирақта елип барди. башқичә ейтқанда, п к к толуқ һөкүмран болуватқан орунда елип барди. һәтта зәрбә бериш һәрикити елип бериливатқан әснада террорчи софи нурәттин п к к ниң райондики әң муһим рәһбири һесаблинатти. гара вә униң әтрапидики җайлар униңға қарашлиқ иди» дегәнләрни қәйт қилди.

у: «америка қошма иштатлири п к к дин пәрқлиқ дәп қараватқан бир тәшкилатниң биринчи номурлуқ адимини, п к к ниң (ирақниң шималидики) саһәсидә, п к к әзалириға рәһбәрлик қиливатқан пәйттә бир тәрәп қилдуқ. бу интайин һәл қилғуч бир қәдәм. америка қошма иштатлириниң райондики тийаритини астин – үстүн қиливетидиған бир қәдәм» деди.

абдуллаһ ағар йәнә, мәзкур зәрбә бериш һәрикитиниң йалғуз п к к ғила әмәс, америка қошма иштатлирини өз ичигә алған райондики башқа актийорларға вә әмәлий мәйдандики охшаш болмиған террорлуқ тәшкилатлириғиму рошән учурларни бәргәнликини сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر