түркийә исраилийәниң ғәззәдики қатар қизилай җәмийитини бомбардиман қилишини әйиблиди

түркийә, исраилийәниң қатар қизилай җәмийити ғәззә мәркизий бинасини бомбардиман қилиши вә шәйх һәмәд бин хәлифә ал сани дохтурханисиниң бузғунчилиққа учришишини кәлтүрүп чиқарған һуҗумлирини қаттиқ әйиблиди.

1641346
түркийә исраилийәниң ғәззәдики қатар қизилай җәмийитини бомбардиман қилишини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити ташқи ишлар министирлиқи байанатчиси баш әлчи танҗу билгич бу һәқтики бир соалға җаваб берип, «хәлқаралиқ инсаний һәқ – һоқуқниң очуқ – ашкара дәпсәндә қилиниши болған бу әпсуслинарлиқ һуҗумлар нәтиҗисидә һайатидин айрилғанларға аллаһтин мәғпирәт, йариланғанларға тез шипалиқлар тиләймиз. дост вә қериндаш қатар дөлити вә хәлқигә тәзийә билдүримиз» деди.

хәлқара җәмийәтни исраилийәниң қара – қойуқ, шундақла мувазинәтсиз күч ишлитишигә хатимә бериш вә хәлқара қанунға риайә қилишқа мәҗбурлашқа күч чиқиришни күчәйтишкә чақирған билгич: «қатар қизилай җәмийити мәркизий бинасиниң 2021 – йили 17 – май исраилийә тәрипидин бомбардиман қилиниши билән шәйх һәмәд бин хәлифә ал сани дохтурханисиниң бузғунчилиққа учришишини кәлтүрүп чиқарған һуҗумлирини қаттиқ әйибләймиз» дегәнләрни қәйт қилди.

 



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر