әрдоған вабаниң контрол астиға елинғанлиқини ейтти

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған рамизан ейи бойичә йолға қойулған қисмән вә толуқ вухән вируси(Kovid-19) тәдбирлири сайисида, вабаниң зор дәриҗидә контрол астиға елинғанлиқини ейтти.

1641040
әрдоған вабаниң контрол астиға елинғанлиқини ейтти

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған кабент йиғинидин кейин, нурғун мәсилиләр тоғрисида муһим байанатларни елан қилди.

у: «буниңдин кейин, илгирикидәк кәң көләмлик чәклимә тәдбирлиригә еһтийаҗлиқ болмаслиқимизни үмид қилимән» деди.

у ваксина тәтқиқ қилип йасаш хизмәтлири сүритиниң тезләштүргәнликини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر