чавушоғлу рааб билән телефонлашти

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, әнглийә ташқи ишлар вәзири доминик рааб билән телефонлашти.

1640824
чавушоғлу рааб билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: дөлитимиз (түркийә җумһурийити) ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу, әнглийә ташқи ишлар вәзири доминик рааб билән телефонлишип, пәләстинниң нөвәтттики вәзийити вә хәлқара сәһнидә ташлинидиған қәдәмләр тоғрисида сөзләшти.

 министир чавушоғлу бу даиридә пәләстиндики пуқраларға йүргүзүлүватқан вәһшийликни тилға елип, хәлқара җәмийәтниң буниңға техиму күчлүк наразилиқ билдүрүшиниң шәрт икәнликини тәкитлиди.

у түнүгүн қатар, пәләстин вә пакистан ташқи ишлар министирлириму биләнму айрим – айрим телефонлишип, пәләстин вәзийити тоғрисида сөзләшкәниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر