1071 террорист бир тәрәп қилинған

түркийә дөләт мудапиә министири һулуси акар «пәнчә-чақмақ» вә «пәнчә-гүлдүрмама» һәрбий һәрикәтлиридә һазирғичә бөлгүнчи террорлуқ тәшкилати п к к ниң 113 әзасиниң бир тәрәп қилинғанлиқини билдүрди.

1640955
1071 террорист бир тәрәп қилинған

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министири һулуси акар армийәниң һәр қайси қоманданлири, муавин министир йунус әмрә караосманоғлу вә алпарслан каваклиоғлу билән бирликтә синлиқ шәкилдә өткүзүлгән йиғинға қатнашти.

һулуси акар ирақниң шималиға җайлашқан мәтина вә авашин-басйан районида бирла вақитта башланған «пәнчә-чақмақ» вә «пәнчә-гүлдүрмама» һәрбий һәрикәтлириниң, йәз түзүлүшиниң мурәккәп болушиға қаримай пилан бойичә давамлишиватқанлиқини әскәртип: «һазирғичә елип берилған һәрбий һәрикәтләрдә, 113 террорист бир тәрәп қилинди, 107 өңкүр вә панаһлиниш җайлири битчит қилинди» деди.

у террорлуққа қарши күрәшниң әң ахирқи бир террорист бир тәрәп қилинғичә давамлишидиғанлиқини тәкитләп: «1-йанвар (2021) дин бүгүнгичә 1070 террорист бир тәрәп қилинди» деди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر