аридин 87 йил өткәндин кейин айасофйа җамәсидә роза һейт намизи ада қилинди

музейға өзгәртилгәндин кейин қайтидин ибадәткә ечилған айасофйаи кәбир җамии шәрипидә аридин 87 йил өткәндин кейин тунҗи қетим роза һейт намизи оқулди.

1638742
аридин 87 йил өткәндин кейин айасофйа җамәсидә роза һейт намизи ада қилинди
sentop ayasofya.jpg
ayasofya namaz.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: тунҗи қетимлиқ роза һейт намизиға дийанәт ишлири башқармиси башлиқи пирофессор доктор әли әрбаш имам болди.

ковид – 19 йуқумини тизгинләш тәдбирлири даирисидә җамәниң ичигә аз санда җамаәтниң киришигә рухсәт қилинди, қалған кишиләр җамәниң һойлиси вә әтраптики кочиларда сәп болуп намаз өтиди.

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) башлиқи мустапа шәнтоп билән ул әслиһә министири адил қараисмаилоғлу, истанбул валийси әли йәрлиқайа, фатиһ шәһәрлик һөкүмәт башлиқи әргүн туран қатарлиқларму һейт намизини айасофйаи кәбир җамии шәрипидә өтиди.

шәнтоп намаздин кейин мухбирларға исраилийәниң шәрқий қуддус вә ғәззәгә қиливатқан һуҗумлири тоғрисида байанат берип: «бу, пүткүл ислам дунйасини, икки милйардтин артуқ дунйа мусулманлирини рәнҗидә қилған, әпсусландурған, башқичә ейтқанда, һейтини зәһәргә айландурған бир иш, бир картина» деди.

у, ислам дөләтлири башта болуп, дунйа әллириниң хәлқара қанунға хилап бу хил қилмишларға, ишғал вә зулум сийасәтлиригә ортақ қарши туруши керәкликини тәкитлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر