ақар «пәнчә – чақмақ» вә «пәнчә – гүлдүрмама» һәрбий һәрикәтлири тоғрисида мәлумат бәрди

30 – апрел башланған «пәнчә – чақмақ» вә «пәнчә – гүлдүрмама» намлиқ террорчиларға зәрбә бериш һәрикәтлири җәрйанида һазирғичә 105 террорчи бир тәрәп қилинди.

1638927
ақар «пәнчә – чақмақ» вә «пәнчә – гүлдүрмама» һәрбий һәрикәтлири тоғрисида мәлумат бәрди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министири хулуси ақар билән түркийә армийәсиниң йуқири дәриҗилик һәрбий қоманданлири кечә бойичә ширнақтики һәрбий һәрикәт мәркизидә зәрбә бериш һәрикәтлиригә қоманданлиқ қилди.

һәрбий һәрикәтләрниң пилан бойичә илгириләватқанлиқини билдүргән министир ақар, 23 – апрел башланған «пәнчә – чақмақ» вә «пәнчә – гүлдүрмама» һәрбий һәрикәтлири җәрйанида һазирғичә 105 террорчиниң бир тәрәп қилинғанлиқини, 1 – йанвардин буйанқи зәрбә бериш һәрикәтлиридә бир тәрәп қилинған җәмий террорчилар саниниң 1056 гә йәткәнликини қәйт қилди.

һәрбий һәрикәтләрниң ирақни өз ичигә алған барлиқ қошниларниң земин пүтүнлүки, чегра бихәтәрлики вә игилик һоқуқиға һөрмәт қилған асаста елип бериливатқанлиқини тәкитлигән ақар, һәрбий һәрикәтләрниң әң ахирқи террорчи уҗуқтурулуп болғучә давамлишидиғанлиқини әскәртти.

у, террорчиларниң нурғун қорал вә оқ – дорилириниң қолға чүшүрүлгәнликини билдүрүп: «бизниң мәқситимиз һәм дөлитимизни һәм ирақлиқ қериндашлиримизни террор баласидин қутқузуштин ибарәт» дегәнләрни сөзлиригә илавә қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر