алтун исраилийәниң анадолу агентлиқи вә т р т ға қилған һуҗумини әйиблиди

җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идариси башлиқи фаһрәттин алтун, исраилийәниң анадолу агентлиқи вә т р т (түркийә радийо – телевизийә идариси) ға қилған һуҗумини әйиблиди.

1639011
алтун исраилийәниң анадолу агентлиқи вә т р т ға қилған һуҗумини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: фаһрәттин алтун твиттердики адресида байанат елан қилип, исраилийәниң пәләстиндә инсанлиқ җинайити садир қилишни давамлаштуруватқанлиқини әскәртти.

исраилийәниң пәләстинликләргә қарита йолға қойулуватқан ишғал сийасити вә террорлуқ қилмишлирини дунйаға аңлатқан әркин таратқуларни зәрбә обйекти қилғанлиқини илгири сүргән алтун: «анадолу агентлиқидин кейин т р т әрәбчә қанилиниң ғәззәдики ишханисиға һавадин һуҗум қилған исраилийә, һечқандақ қиммәт қарашқа һөрмәт қилмайдиғанлиқини йәнә бир қетим намайан қилди. исраилийә йолға қойуватқан дөләт террориға ләнәт ейтимиз. садир қилған барлиқ җинайәтлириниң һесабини сораш үчүн пүтүн күчимиз билән тиришчанлиқ көрситимиз» дегәнләрни қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر