өмәр чәлик: «нәпрәтни етиқадқа айландуривалғанлар, ибадәтхана көйүватқанда тәбрикләйду»

өмәр чәлик иҗтимаий алақә суписи инстаграмниң исраилийә чәклимисигә наразилиқ билдүрүп, «нәпрәтни етиқадқа айландуривалғанлар, ибадәтхана көйүватқанда тәбрикләйду. иҗтимаий таратқулар бу нәпрәткә қарши күрәш қилғанларни чәкләйду» деди.

1638316
өмәр чәлик: «нәпрәтни етиқадқа айландуривалғанлар, ибадәтхана көйүватқанда тәбрикләйду»

түркийә авази радийоси хәвири:  адаләт вә тәрәққийат партийәси байанатчиси өмәр чәлик өзиниң тивиттер һесабида елан қилған байанатида, инстаграмниң нәпрәт сөзи дегән баһанә билән байкар ширкити техника дериктори сәлчуқ байрақтарниң мәсҗиди әқсадики от апити җәрйанида тәбрикләш паалийити өткүзгән йәһудийларниң сүрәтлирини һәмбәһирлигәнлики үчүн учурлириниң чәклимигә учриғанлиқи үстидә тохталди.

өмәр чәлик «нәпрәтни етиқадқа айландуривалғанлар, ибадәтхана көйүватқанда тәбрикләйду, иҗтимаий таратқулар бу нәпрәткә қарши күрәш қилғанларни чәкләйду. әсли нәпрәт мана бу чәклимидур. нәпрәткә қарши күрәшлиримиз давамлишиду» деди.

өмәр чәлик һәмбәһирлигән учрида йәнә «бүгүн адимийлиқ ғәззәдур. бүгүн адимийлиқ шәрқий қуддустур , бүгүн адимийлиқ мәсҗиди ақсадур» дегән сөзләрниму ишләтти.

байкар ширкити техника дериктори байрақтар өзиниң тивиттер һесабида елан қилған байанатида, инстаграмниң йазмисини нәпрәт сөзи дегән баһанә билән чәклигәнликигә қарита, «балиларни вә пуқраларни өлтүрүш, ибадәтханиларни көйдүрүш вә буни нахша ейтип, усул отниған һалда көрүш нәпрәттур, вәһшийликтур, қирғинчилиқтур. силәрниң пикир әркинлики, кишилик һоқуқ дегән икки йүзлимичиликиңлар һалак болғай!» дегән сөзләрни ишләткән иди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر