түркийәдә бүгүн вирус сәвәбидин 232 киши қаза қилди
түркийәдә йеқинқи 24 саәт ичидә ковид -19 сәвәбидин қазақилғанларниң сани 232 кишиигә йәтти.
1638624
түркийә авази радийоси хәвири: түркийәдә йуқум башланғандин буйан қаза қилғанларниң омумий сани 43 миң 821 кишигә йәтти.
йеқинқи 24 саәт ичидә 228 миң 192 киши тәкшүрүлди вә булардин 1496 кишидә вирус байқалди. күндилик йуқумлиниш аламити көрүлгәнләрниң сани 13 миң 29 ға йәтти.
сақийип дохтурханидин чиққан 35 миң 167 кишини қошқанда, әслигә кәлгәнләрниң омумий сани 4 милйон 801 миң 291 кишигә йәтти.
مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر
түркийә-америка терроризмға қарши күрәш кеңәш йиғини вашингтонда ечилди
түркийә билән америка қошма иштатлири терроризмға қарши күрәш мәсилиси бойичә кеңәш йиғини өткүзди.
түркийә-гиретсийә ишәнч турғузуш йиғини атинада ечилди
түркийә-гиретсийә ишәнч турғузуш тәдбирлири йиғини атина (афина)да өткүзүлди.