идлибта бир әскәр шеһит болди

сүрийәниң «баһар қалқини һәрбий һәрикити» районидики йүз бәргән ракитамйотлуқ һуҗумда бир әскәр шеһит болди, төт әскәр йариланди.

1637752
идлибта бир әскәр шеһит болди

түркийә авази радийоси хәвири: түркийә җумһурийити дөләт мудапиә министирлиқи байанат елан қилип, түнүгүн баһар қалқини һәрбий һәрикити районидики арқа сәп аптомобиллириниң ракитамйотлуқ һуҗумға учриғанлиқини, вәқәдә бир әскәрниң шеһит болғанлиқи, төт әскәрниң йариланғанлиқини؛ йаридар әскәрләрниң дәрһал дохтурханиларда балнистқа елинғанлиқини уқтурди.

вәқәдин кейин түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) башлиқи мустапа шәнтоп, җумһур рәис йардәмчиси фуат оқтай вә җумһур рәислик мәһкимиси учур – алақә ишлири идариси башлиқи фаһрәттин алтун қатарлиқ йуқири дәриҗилик рәһбәрләр айрим – айрим байанат елан қилип, мәзкур террорлуқ һуҗумини әйиблиди вә шеһитләргә мәғпирәт, йаридар әскәрләргә шипалиқ тилиди һәмдә түрк хәлқигә тәзийә билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر