әрдоған түркийәниң пәләстин дәвасини давамлиқ қоллайдиғанлиқини билдүрди

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған пәләстин дөләт рәиси мәһмут аббас вә һамас сийасий бийуросиниң рәиси исмаил һәниййә билән телефонда көрүшти.

1637547
әрдоған түркийәниң пәләстин дәвасини давамлиқ қоллайдиғанлиқини билдүрди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик мәһкимиси учур-алақә идариси рәҗәп таййип әрдоғанниң пәләстин дөләт рәиси мәһмут аббас вә һамас сийасий бийуросиниң рәиси исмаил һәниййә билән телефонда көрүшүп, исираилийәниң мәсҗиди әқсаға вә пәләстинликләргә қилған һуҗумлирини музакирә қилғанлиқи тоғрисида байанат елан қилди.

рәҗәп таййип әрдоған көрүшүштә исираилийәниң қуддустики һуҗумлириниң «террорлуқ» икәнликини билдүрүп, пәқәт мусулманларниңла әмәс, бәлки пүткүл инсанийәтниң виҗданини зидилигән пәскәшләрчә һуҗумлирини вә пәләстинликләргә қилинған зулумни қаттиқ әйиблиди.

у исираилийәниң ишғалини тохтитиш үчүн ислам дунйасини асас қилған һалда пүткүл дунйани һәрикәткә өткүзүп, қолидин кәлгән тиришчанлиқларни көрситидиғанлиқлирини әскәртти.

у түркийәниң һәр даим пәләстин дәвасиниң қоллиғучиси болушни, пәләстинлик қериндашлирини қоллашни вә қуддусниң иззәт-һөрмитини қоғдашни давамлаштуридиғанлиқини қәйт қилди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر