чавушоғлу сәуди әрәбистанға йетип барди

түркийә ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу икки тәрәп мунасивәтлири вә районлуқ мәсилиләрни музакирә қилиш үчүн сәуди әрәбистанға йетип барди.

1637552
чавушоғлу сәуди әрәбистанға йетип барди

түркийә авази радийоси хәвири: ташқи ишлар министири мәвлүт чавушоғлу сәуди әрәбистанға йетип барғанлиқини твиттердин уқтурди.

у: «икки дөләт мунасивәтлирини музакирә қилиш вә мәсҗиди әқсадики һуҗумларни вә пәләстин хәлқигә қаритилған зулумларни асас қилған һалда музакирә өткүзүш үчүн сәуди әрәбистанға кәлдуқ» деди.

түркийә ташқи ишлар министирлиқиниң байанатида, мәвлүт чавушоғлуниң сәуди әрәбистан зийаритиниң икки күн давамлишидиғанлиқи вә мәнсәпдеши шаһзадә файсал бин фарһан бин абдуллаһ әл сууд билән көрүшидиғанлиқи қәйт қилинди.  



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر