мустафа шәнтоп ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң пәләстингә алақидар байанатини һәмбәһирлиди

мустафа шәнтоп түркийә бүйүк милләт мәҗлисиниң тиришчанлиқи билән ислам һәмкарлиқ тәшкилати парламентлар бирликиниң исраилийәни әйибләп байанат елан қилғанлииқини билдүрди.

1636791
мустафа шәнтоп ислам һәмкарлиқ тәшкилатиниң пәләстингә алақидар байанатини һәмбәһирлиди

 

түркийә авази радийоси хәвири:  түркийә бүйүк милләт мәҗлиси (парламенти) башлиқи мустафа шәнтоп, түркийә бүйүк милләт мәҗлисиниң тиришчанлиқи билән ислам һәмкарлиқ тәшкилати парламентлар бирликиниңму исраилийәниң пәләстин мусулманлириға қилған зораванлиқи вә зийанкәшликини әйибләп байанат елан қилғанлиқини ейтти.

мустафа шәнтоп тивиттер һиесабида һәмбәһирлигән учурида,  ислам һәмкарлиқ тәшкилати парламентлар бирликиниң һәм ингилизчә һәм  әрәбчә елан қилған байанатиға орун аҗратти.

парламент башлиқи мустафа шәнтоп һәмбәһирлигән учурида, ислам һәмкарлиқ тәшкилати парламентлар бирликиниң байанатидики «қуддус вә муқәддәс җайлиримиз бизниң қизил сизиқимиздур. исраилийәниң қуддус вә һәрәм шәрипниң қанунлуқ салаһийитини өзгәртишни мәқсәт қилған таҗавузчилиқ һәрикәтлирини шундақла пәләстин хәлқиниң қанунлуқ һәқ – һоқуқлирини талан тараҗ қилишқа урунушлирини әйибләшни давамлаштуримиз» дегән сөзләргә алаһидә орун бәрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر