шәнтоп латвийәниң қарарини әйиблиди

түркийә бүйүк милләт мәҗлиси башлиқи мустафа шәнтоп латвийә парламентиниң ойдурма «ирқий қирғинчилиқ» төһмитини өз ичигә алған бир қарарни қобул қилишини әйиблиди.

1636444
шәнтоп латвийәниң қарарини әйиблиди

түркийә авази радийоси хәвири: шәнтоп, латвийә парламентиниң, 6 – май күни, 1915 – йилқи вәқәләрни «ирқий қирғинчилиқ» дәп атап, мақуллиған шәрмәндиләрчә қарар һәққидә елан қилған байанатида, бу қарарға қаттиқ наразилиқ билдүрүп мундақ деди: «латвийә парламентиниң,2021 – йили,  6 – май күни, ойдурма <ирқий қирғинчилиқ> төһмитини өз ичигә алған қарарни мақуллишини қаттиқ әйибләймиз, бундақ қанунсиз қарарни рәт қилимиз, тарихий вәқәләр һәққидә қарар һәм һөкүм чиқириш парламентларниң вәзиписи болалмайду.»

тарихий һәқиқәтләрни бурмилаштин башқа ғайиси болмиған бу қарарниң қанунсиз икәнликини тәкитлигән шәнтоп, мундақ дәп көрсәтти: «хәлқара қанунғиму хилап болған бу қарарниң күндилик аддий ғәрәзләргә асасән чиқирилғанлиқи һәммигә айан.»

шәнтоп, латвийә парламентиниң, латвийәниң ишғал қилинишиниң 80 – йиллиқи мунасивити билән елан қилған байанатида,  өз дөлити үчүн арзу қилғанни, дурус вә адил позитсийәни, буниңдин 106 йил илгири йүз бәргән вәқәләр мәсилисидә түркийә үчүн намайән қилалмаслиқниң вәһимилик бир зиддийәт, сәмимийәтсиз бир хил позитсийә икәнликини әскәртип мундақ деди: «латвийә парламентини, тарихтин дүшмәнлик чиқиридиған радикал күчләрниң еңиға от туташтуруветишниң орниға, ашу дәврдә йүз бәргән вәқәләрниң һәқиқий маһийитини оттуриға чиқиши үчүн сунуватқан тәклиплиримизгә, районда тинчлиқ, һузур вә муқимлиқ орнитиш йолида көрситиватқан тиришчанлиқлиримизни қоллашқа чақиримиз.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر