алтун «радийо байрими күни» ни тәбриклиди

җумһур рәислик мәһкимиси учур - алақә ишлири идарисиниң башлиқи фаһрәттин алтун барлиқ радийо хадимлириниң «радийо байрими күни» ни тәбриклиди.

1635891
алтун «радийо байрими күни» ни тәбриклиди

түркийә авази радийоси хәвири: алтун, аммиви ортақлишиш тор бети Twitter сәһиписидә елан қилған байанатида, түркийәдики радийо аңлитиш хизмитиниң буниңдин 94 йил бурун 6 – май күнидики радийо пирограммиси билән башланғанлиқини әскәртип мундақ деди: «әзиз хәлқимизни узун йиллардин буйан һәқиқәт билән учраштуруш (тоғра учурлар билән тәминләш) мәқситидә аңлитиливатқан радийолиримиз күндилик һайатимизниң әң муһим қисимлиридин биригә айланди. барлиқ радийо хадимлиримизниң <радийо байрими күни> ни тәбрикләймән.»



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر