түркийә афғанистанда 600 аилигә йемәк - ичмәк йардәм қилди

түркийә һәмкарлиқ вә маслаштуруш идариси тәрипидин «рамизан пирограммиси» даирисидә афғанистанда еһтийаҗлиқ 600 аилигә йемәк – ичмәк болақлири тарқитип берилди.

1635136
түркийә афғанистанда 600 аилигә йемәк - ичмәк йардәм қилди
tika afganistan.jpg
tika afganistan.jpg
tika afganistan.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: йемәк - ичмәк болақлириниң тарқитилиши мунасивити билән мазар шәриф вилайитиниң андһой наһийәсидә өткүзүлгән мурасимға,  андһой наһийәлик җамаәт хәвпсизлики баш идарисиниң башлиқи һәбибуллаһ садат, вилайәтлик кеңәш ишлири вәкили әнисә теһйенч, тәрәққийат кеңәш ишлири мәсуллири вә андһой наһийәси һакими султан сәнҗәр қатарлиқлар иштирак қилди.

һаким сәнҗәр, мурасимда қилған сөзидә, афғанистан хәлқигә йардәм қилғанлиқи үчүн, түркийә вә түркийә һәмкарлиқ вә маслаштуруш идарисиға миннәтдарлиқ билдүрди, һәмдә бу йардәмләрниң һәр бир аилиниң бир айлиқ еһтийаҗини қамдайдиғанлиқини қәйт қилди.

түркийә һәмкарлиқ вә маслаштуруш идариси, рамизан ейи даирисидә ишқа кириштүргән инсанпәрвәрлик йардәм буйумлирини дөләтниң шималидики 9 вилайәткә йәткүзүп бәрди.

шуниң билән, рамизан ейиниң дәсләпки күнидин буйан, 148 тонна йемәк - ичмәк йардими, түркийә һәмкарлиқ вә маслаштуруш идариси тәрипидин афғанистанниң шималидики еһтийаҗлиқ аилиләргә йәткүзүп берилгән болди.

рамизан ейи пирограммиси йемәк - ичмәк болақлири, 50 килогирам ун, 10 килогирам гүрүч, 5 летир май,  пурчақ, чай, шекәр,  пәмидур қийами вә туз қатарлиқ йемәк - ичмәк материйаллиридин тәшкил тапиду.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر