министир хулоси ақар артис пабрикс билән телефонлашти

дөлитимиз (түркийә җумһурийити) мудапиә министири хулоси ақар, латвийә муавин баш министири, қошумчә дөләт мудапиә министири артис пабрикс билән син көрүнүшлүк көрүшти.

1635376
министир хулоси ақар артис пабрикс билән телефонлашти

түркийә авази радийоси хәвири: дөләт мудапиә министирлиқи иҗтимаий таратқудики адресида байанат елан қилип, мудапиә министири ақарниң латвийә муавин баш министири, қошумчә дөләт мудапиә министири пабрик билән көрүшкәнлики уқтурди.

байанатта, икки министирниң син көрүнүшлүк телефон сөһбити арқилиқ икки дөләт вә районлуқ мудапиә, бихәтәрлик, мудапиә санаити һәмкарлиқи вә шималий атлантик әһди тәшкилати мәсилилири тоғрисида пикир алмаштурулғанлиқиға ишарәт қилинди.

буниңдин башқа дөләт мудапиә министирлиқи йазма байанат елан қилип: «латвийә парламентиниң ирқий қирғинчилиқ тоғрисидики қарарини рәт қилимиз вә етирап қилмаймиз» деди.

латвийә парламенти бүгүн қарар мақуллап, 1915- йил вәқәлирини «ирқий қирғинчилиқ» дәп атиғаниди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر