америкада 39 йил илгири шәһид қилинған дипломат орхан гүндуз алаһидә мурасим билән хатирләнди

америка қошма иштатлирида 39 йил илгири түркийәниң бостондики пәхрий баш консули болүп вәзипә өтәватқан мәзгилдә, әрменийә терорлуқ тәшкилати «JCAG» тәрипидин шәһид қилинған дипломат орхан гүндуз үчүн хатириләш паалийити өткүзүлди.

1634306
америкада 39 йил илгири шәһид қилинған дипломат орхан гүндуз алаһидә мурасим билән хатирләнди
abd diplomat orhan gunduz.jpg
abd diplomat orhan gunduz.jpg
abd diplomat orhan gunduz.jpg
abd diplomat orhan gunduz.jpg

түркийә авази радийоси хәвири: түркийәниң пәхрий баш консули орхан гүндуз сомервилләдики өйиниң алдида аптомобилиға чиқиватқан пәйттә суйиқәсткә учриған  кочида вә қәбриси бешида хатириләнди.

түркийәниң бостон консулханиси хадимлири вә түркийә - америка җәмийити қатнашқан хатириләш программисида, бостон баш консули җәйлан өзән әришән сөз қилип, орхан гүндузниң һайати һәққидә мәлумат бәрди вә бир дипломатқа қилинған бу йиргинчлик һуҗумниң һәқ- адаләткә қәтий шиғмайдиғанлиқи ейтти.

түркийә - америка җәмийити иҗтимаий таратқуларда әрмәни терроризми тәрипидин шеһит қилинған дипломатниң өлтүрүлишини әйибләп учур вә сүрәтләрни кәң һәмбәһирлиди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر