әрдоған меркел билән түркийә-йавропа иттипақи мунасивәтлирини музакирә қилди

түркийә җумһур рәиси рәҗәп таййип әрдоған германийә баш министири ангела меркел билән синлиқ көрүшти.

1634752
әрдоған меркел билән түркийә-йавропа иттипақи мунасивәтлирини музакирә қилди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәислик учур-алақә идариси рәҗәп таййип әрдоған билән германийә баш министири ангела меркелниң синлиқ көрүшкәнлики тоғрисида байанат елан қилди.

байанатта, түркийә-германийә мунасивәтлири вә районлуқ мәсилиләрниң музакирә қилинғанлиқи билдүрүлди.

рәҗәп таййип әрдоған германийәниң омумий сайлам мусаписи ичигә киргәнликини вә буниң хәйриликләргә вәсилә болушини тилиди. у йеңи мәзгилдә, түркийә-германийә мунасивәтлириниң салмақ шәкилдә истратегийәлик нәзәр билән тәрәққий қилидиғанлиқиға ишинидиғанлиқини қәйт қилди.

у түркийә-йавропа иттипақи мунасивәтлиридә қолға кәлтүрүлгән һәрикәтләндүргүч күчниң йоқалмаслиқи керәкликини билдүрүп, гиретсийәниң иғвагәрчилик һәрикәтлирини давамлаштуруватқанлиқини, әгәдә хәлқаралиқ қанун вә виҗданға хилап болған «мусапирларни түркийәгә иттириш» һадисилириниң барғансери көпәйгән һалда давамлишиватқанлиқини, шундақ болсиму, иҗабий күнтәртипни қоғдаш үчүн түркийәниң тәмкин позитсийәдә болуватқанлиқини билдүрди.

у натониң имканийити вә қабилийитидин пайдилинип, афғанистанға болған йардимини әң үнүмлүк шәкилдә қандақ давамлаштуралайдиғанлиқи мәсилисиниму музакирә қилиш керәкликини тәкитлиди.

у ливийәниң муқимлиқи үчүн болса, миллий иттипақ һөкүмитини давамлиқ қоллайдиғанлиқлирини, бу рамкида германийә билән һәмкарлишишқа тәййар икәнликлирини билдүрди.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر