әрдоған бәкир дикмәнниң өйидә иптар қилди

җумһур рәис рәҗәп таййип әрдоған чарвичилиқ билән шуғуллинидиған бир аилиниң иптарлиқ меһмини болди.

1634112
әрдоған бәкир дикмәнниң өйидә иптар қилди

түркийә авази радийоси хәвири: җумһур рәис әрдоған хизмәтлирини давамлаштуруватқан җумһур рәислик мәһкимисидин чиқип, әнқәрәниң айаш наһийәсидики чарвичилиқ билән шуғуллинидиған бәкир дикмәнниң аилисигә берип иптар қилди.

әрдоған бәкир дикмән аилиси билән сөһбәтләшти вә балиларға ойунчуқ тарқатти.

әрдоғанниң бәкир дикмәнниң өйидики иптар зийапитигә йеза игилик вә орманчилиқ ишлири министири бәкир пакдәмирлиму қатнашти.



مۇناسىۋەتلىك خەۋەرلەر